122
122-күй •••• Зор харлиқ астида 
 1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» 
И әршләрдә Турғучисән, 
Саңа бешимни көтирип қараймән;□  «Саңа бешимни көтирип қараймән» — ибраний тилида: «Саңа көзлиримни көтирип қараймән».  ■ Зәб. 113:11 
 2 Мана, қуллириңниң көзи өз ғоҗайининиң қоллириға қандақ қариған болса, 
Дедәкләрниң көзи өз саһибәсиниң қоллириға қандақ қариған болса, 
Бизниң көзимиз Пәрвәрдигар Худайимизға шундақ қарайду. 
Та бизгә шәпқәт көрсәткичә қарайду. 
 3 Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән, и Пәрвәрдигар, 
Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән; 
Чүнки биз йәткичә хорлуқ тартқанмиз. 
 4 Җенимиз ғоҗамларниң мазақлирини, 
Һакавурларниң хорлуқлирини йәткичә тартқандур.