14
14-күй •••• Ким Худа алдида туралайду? 
 1 Давут язған күй: — 
Пәрвәрдигар, ким чедириңда туралайду? 
Ким пак-муқәддәс теғиңда маканлишиду? 
 2 Кимки тамамән дуруслуқта маңса, 
Һәққанийлиқни жүргүзсә, 
Көңлидә һәқиқәтни сөзлисә;■ Зәб. 23:4; Йәш. 33:15 
 3 Тили билән гәп тошумиса, 
Өз йеқиниға яманлиқ қилмиса, 
Хошнисиниң әйивини колап ачмиса, 
 4 Пәс адәмни көзгә илмиса, 
Пәрвәрдигардин әйминидиғанларни һөрмәтлисә, 
Өзигә зиянлиқ болған тәғдирдиму ичкән қәсимини өзгәртмисә, 
 5 Пулни хәқләргә өсүмгә бәрмисә, 
Бигуналарниң зийиниға пара алмиса; 
Кимки мошуларни қилса, 
Мәңгүгә тәврәнмәс.