3
Яшларға сәмимий агаһландуруш
1 И оғлум, тәлимимни унтума,
Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут.
□ 2 Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.
□ ■ 3 Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә,
Буларни бойнуңға есивал,
4 Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.
□
5 Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
6 Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил;
У саңа тоғра йолларни көрситиду.
□ ■ 7 Өзүңни әқиллиқ санима;
Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол.
■ 8 Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман,
Устиханлириңға илик болиду.
□ 9 Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин,
Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;
■ 10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду,
Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.
■ 11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма,
12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк,
Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.
■ 13 Даналиққа муйәссәр болған киши,
Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур,
Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.
■ 15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур,
Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.
■ 16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр,
Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур,
Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур,
Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!
□ 19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди,
Һекмәт билән асманни орнатти.
20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди,
Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти.
□ ■ 21 И оғлум! Даналиқ билән билимни көзүңдин чиқарма,
Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.
22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду,
Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.
23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән,
24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән,
Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.
■ 25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин,
Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!
□ ■ 26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур,
У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма,
Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса,
Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.
□ 31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма,
Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.
■ 32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур,
Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.
■ 33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур,
Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.
■ 34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду,
Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.
■ 35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду,
Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду.
□